сәуди әрәбистан йәмәндики тоқунушни һәл қилиш үчүн тинчлиқ тәшәббусида болди

сәуди әрәбистан йәмәндики кризисни түгитиш вә омумйүзлүк сийасий һәл қилиш чарисини өз ичигә алған йеңи тинчлиқ тәшәббусида болди.

1606616
сәуди әрәбистан йәмәндики тоқунушни һәл қилиш үчүн тинчлиқ тәшәббусида болди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан ташқи ишлар министири шаһзадә файсал бин фархан әл сәуд бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң назарити астида йәмән миқйасида уруш тохтитишни өз ичигә алған йеңи тинчлиқ тәклипини сунғанлиқини елан қилди.

әл сәуд иран қоллап қуввәтләватқан хусийлар билән йәмән һөкүмити оттурисидики сийасий музакириләрниң әслигә кәлтүрүлиши керәкликини ейтти.

мәзкур тинчлиқ тәшәббуси даирисидә, сана айродоруминиң қайтидин ечилиши вә һудәйдә портидин йеқилғу вә йемәклик импорт қилинишиға рухсәт қилиниши пиланланмақта.

әл сәуд бу тәшәббусниң б д т ниң йәмәндә турушлуқ алаһидә вәкили мартин гирифтс вә американиң йәмәндики алаһидә вәкили тимотий лендериңниң тиришчанлиқи вә оманниң ойниған иҗабий ролини қоллаш даирисидә башланғанлиқини әскәртип, йәмән һөкүмитини вә хусийларни бу тәшәббусни қобул қилишқа чақирди.

йәнә бир тәрәптин йәмән һөкүмити бу тәшәббустин мәмнун болғанлиқини елан қилған бир вәзийәттә, иранниң қоллиши астидики хусийлар тинчлиқ тәклипигә соғуқ қарап кәлмәктә.

хусийларниң байанатида һава вә деңиз ембаргосиниң әмәлдин қалдурулуши тәләп қилинмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر