хитай пакистанға йәнә, 500 миң ваксина ианә қилидиғанлиқини җакарлиди

хитай илгири пакистанни 1 милйон ковид-19 ваксиниси билән тәминлигән болуп, бу қетим мушу айниң ахириғичә йәнә 500 миң ваксина ианә қилидиғанлиқини җакарлиди.

1607026
хитай пакистанға йәнә, 500 миң ваксина ианә қилидиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, ташқи ишлар министири шаһ мәһмуд қурәйши билән хитай ташқи ишлар министири ваң йи телефонда сөһбәтләшкән.

сөһбәттә ваң йи қурәйшигә 100 дин артуқ дөләтниң хитайдин ваксина тәләп қилғанлиқини, әмма хитай һөкүмитиниң пакистанниң еһтийаҗини алдинқи орунға қойғанлиқини ейтқан.

хитай һөкүмитиниң мушу айниң ахириғичә исламабадқа 500 миң ваксинини һәқсиз беридиғанлиқини тилға алған ваң йи, пакистанниң йуқумға қарши күришини давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүргән.

пакистан ташқи ишлар министири қурәйши хитайниң җәмий 1 милйон 500 миң ваксинини һәқсиз берип, пакистанни  қоллиғанлиқиға рәһмәт ейтқан вә буниң кишиләрниң һайатини сақлап қелишта моһим икәнликини тәкитлигән.

қурәйши йәнә ковид -19 билән йуқумланған пакистан баш министири имран хандин һал сориғанлиқи үчүн хитай баш министири ли кичийаңға алаһидә рәһмәт ейттқан.

хитай илгири 1-февралда вә 17-мартта пакистанға җәмий 1 милйон ковид -19 ваксинисини һәқсиз йоллап бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر