ирақта һава армийә базисиға ракетамийот билән һуҗум қилинди

ирақниң салаһаддин вилайитигә җайлашқан бәләд һава армийә базисиға 3 ракетамийот һуҗуми елип берилди.

1602059
ирақта һава армийә базисиға ракетамийот билән һуҗум қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ракетаниң базиниң сиртиға чүшкәнлики вә һуҗумда адәм өлүш һадисиси йаки мадди зийан көрүлмигәнлики билдүрүлди.

америка башчилиқидики иттипақдаш қисимлар бәләд һава армийә базисини ирақ армийәсигә тапшуруп бәргән иди.

бәләд һава армийә һәрбий базисида һазир американиң «Sallyport Global» исимлик ​​бихәтәрлик ширкити хадимлириниң барлиқи мәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر