голландийәдә ковид-19 тәкшүрүш мәркизигә бомба һуҗуми қилиш вәқәси йүз бәрди

голландийәниң бовенкардспел шәһиридики ковид-19 тәкшүрүш мәркизигә йеқин җайда партилаш йүз бәрди.

1594252
голландийәдә ковид-19 тәкшүрүш мәркизигә бомба һуҗуми қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: голландийә сақчилириниң тивиттерда елан қилған байанатида, шу йәрниң вақти әтигән саәт 06.55 әтрапида йүз бәргән партлашни туруба типидики бомба кәлтүрүп чиқарғанлиқи һәмдә һуҗумда йарлиниш вә қаза қилиш һадисиси көрүлмигәнлики билдүрүлди.  

байанатта, партилашниң тәсиридә тәкшүрүш мәркизиниң әйнәклири сунғанлиқи вә партлашниң ковид-19 тәкшүрүш мәркизи техи ечилмиған бир пәйттә йүз бәргнлики тәкитләнди.

партлашниң бомба һуҗуми  икәнлики вә ковид-19 тәкшүрүш мәркизиниң нишан қилинғанлиқидин гуманланған сақчилар, әтрапта башқа партилатқучларму болиши мумкин, дегән  гуман билән кочини қатнаштин тохтатти.

голландийәдә 12-айдиму бир қисим ковид-19 тәкшүрүш мәркәзлиригә қарита охшаш һуҗумлар йүз бәргән болуп, урк арилидики бир тәкшүрүш мәркизигә от қойуп берилгән иди.

амистердам вә урмонд шәһәрлиридиму тәкшүрүш мәркәзлириниң деризилири чиқип ташланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر