иран қойулдурулған узан записини көпәйткән

хәлқаралиқ атом енергийәси агентлиқи (UAEA) иранниң %20 нисбәттә қойулдурулған 17.6 килогирам уран ишләпчиқарғанлиқини билдүрди.

1589631
иран қойулдурулған узан записини көпәйткән

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқаралиқ атом енергийәси агентлиқи 16-феврал (2021) әза дөләтләр билән ортақлашқан доклатта, теһран һөкүмитиниң илгири елан қилғандәк %20 нисбәттә қойулдурулған уран ишләпчиқарғанлиқини билдүрди.

доклатқа асасланғанда, иран қойулдурулған уран записини 2-нойабир (2020) да билдүрүлгән тәхминән 2 миң 442 килогирамдин 2 миң 968 килогирамға чиқарған.

доклатта: «агентлиқ иран тәрипидин билдүрүлмигән бир нуқтида, уқтурулмиған йадро материйаллириниң болуши мумкинлики мәсилисидә чоңқур қайғурмақта. йадро материйаллири иранниң бихәтәрлик тәкшүрүши келишими даирисидә билдүрүлүши керәк» дейилди.

2015-йили имзаланған йадро келишими, иранниң 202.8 килогирамлиқ уран записи сақлишиға вә %3.67 гичә уран қойулдурушиға рухсәт қилиду. мушу бойичә һесаблиғанда, иран йадро келишими рухсәт қилған қойулдурулған уран записидин тәхминән 15 һәссә көп миқдарға игә.

америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс (Ned Price) хәлқара атом енергйәси агентлиқиниң доклатини тилға елип, хәлқара атом енергйәси агентлиқи тәптишигә алаһидә тәкшүрүш рухсити бәргән қошумчә келишимни тохтатқан иранниң хата нишанда икәнликини вә йадро мәсилисидики чәклимиләрдин йирақлашқанлиқини ейтти.

у: «бизниң мәқситимиз америка билән иранни йадро келишимидики мәсулийәтлирини ада қилидиған бир нәтиҗигә еришиш. бирақ, бесилған қәдәмләр хата тәрәпкә қарап кетиватиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر