иран америкадин йадро мәсилисидә қәдәм бесишни тәләп қилди

иран пирезиденти һәсән руһани җо байдин һөкүмитидин «йахши нийәт вә пәрқлиқ позитсийә көрмигәнликлирини» ейтти.

1581619
иран америкадин йадро мәсилисидә қәдәм бесишни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иранниң охшимиған районлирида сәһийә саһәсидә әмәлгә ашурулған бәзи лайиһәләрниң ечилишиға син арқилиқ қатнашқан һәсән руһани, америка һөкүмитини тәнқид қилди вә йадро келишими мәсилисидә қәдәм бесишни тәләп қилди.

у америка сабиқ пирезиденти доналд трампни «чоң террорист вә виҗдансиз» дәп атиди вә байдинни илгирики һөкүмәт маңған йолдин қайтишқа чақирди.

у: «иранға қарши еғир ембарго йүргүзүш сийасити мәғлуб болди. дунйада һечким буниңдин гуманланмайду. американиң йеңи һөкүмитидин һазирчә йахши нийәт вә пәрқлиқ позитсийә көрмидуқ. гәп-сөзлири өзгәрди, әмма әмәлийәттә өзгәргәнликини көрүшимиз керәк. өткүзүлгән җинайәтниң орнини қандақ толдуридиғанлиқи ениқ әмәс» деди.

у трамп қайта йолға қойған ембарголар сәвәбидин иран хәлқиниң қийинчилиқлириниң давамлишиватқанлиқини әскәртип: «америкадики йеңи һөкүмәт раст гәп қиливатқан болса, ундақта вақитни исирап қилмастин йолини өзгәртиши вә имканийәтниң баричә бурунқиниң орнини толдуруши керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر