хитай өзәк топлашни башливәткән

американиң хитай ширкәтлиригә ембарго йүргүззүши сәвәбидин, бейҗиң һөкүмити өзәк топлашқа башлиди.

1577412
хитай өзәк топлашни башливәткән

түркийә авази радийоси хәвири: хитайда йуқири техникиға еришиштә йүз бериш еһтимали болған қийинчилиқлар сәвәбидин өзәк импорт қилиш миқдари көпәйди.

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин өйдә вә йирақта туруп хизмәт қилишқа йүзлиниш, компийутер билән әқиллиқ телефонға болған тәләпни ашурди. бу өзәк базириниң қиммитини вә әһмийитини күчәйтти.

бейҗиң һөкүмитиниң нишани алдимиздики бир қанчә йил ичидә йәрлик өзәк ишләпчиқириш. бирақ, йуқири техникилиқ өзәк ишләпчиқиришқа, нурғун йил сәрп қилинидиған ул-әслиһә вә техника селинмилири лазим.

хуавейға охшаш хитай ширкәтлириниң ембарголарға дучар болуши, бейҗиңни өзәк топлашқа йүзләндүрди. хитайниң бир йилда өзәк импорт миқдари %20 ешип, қиммити 380 милйард долларға йәтти.

хитай өзәкнила әмәс, өзәк машинилириниму импорт қилишқа башлиди. өткән йили (2020) йапонийә вә җәнубий корейәдин 32 милйард долларлиқ өзәк машиниси сетивалди. бу машиниларниң техника җәһәттин америка ширкәтлиридин көп арқида болуши, әң чоң мәсилә болуп қалди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر