камеронда наһайити еғир қатнаш вәқәси йүз бәрди

камерунниң дишаң базирида бир йолучилар аптобуси билән йүк машиниси соқулуп кетип 53 адәм қаза қилди, 29 адәм йариланди.

1572315
камеронда наһайити еғир қатнаш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: камерон таратқулириниң хәвиригә қариғанда, 70 дәк йолучи олтурған аптобус дишаң базириға йеқин йәрдики фалайс районида йүк машиниси билән соқулуп кәткән؛ вәқәдә дәсләпки тәкшүрүшләргә асасланғанда, 53 адәм қаза қилған, 29 адәм йариланған, соқулушниң тәсиридә машиниларға от кәткән.

даириләр қаза қилғанларниң саниниң көпийишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر