хитай билән һиндистан оттурисида йәнә бир қетим қораллиқ тоқунуш йүз бәрди

хитай вә һиндистан әскәрлириниң чегра районида йәнә бир қетим қораллиқ тоқунушқанлиқи илгири сүрүлмәктә.

1570439
хитай билән һиндистан оттурисида йәнә бир қетим қораллиқ тоқунуш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан мәтбуатлириниң хәвәрлиридә, үч күн илгири икки дөләт әскәрлириниң һиндистанниң непал вә бутан оттурисиға җайлашқан шималий сикким өлкисигә қарашлиқ наку ла еғизида қораллиқ тоқунушқанлиқи вә һәр икки тәрәптин йариланғанларниң барлиқи билдүрүлди.

хитай вә һиндистан әскәрлири 2020-йили ийунда ғәрбий шималдики ладақ райониниң галван вадисида қораллиқ тоқунушқан вә 20 нәпәр һиндистан әскири қаза қилған иди.

икки дөләт оттурисидики һималайа теғи билән қоршалған ениқсиз чегра линийәси, хитай билән һиндистанниң игилик һоқуқ дә- талашлирини кәлтүрүп чиқармақта.

еқин сулар, көл, музлуқ қийалар вә қарлиқ чоққилар билән толған 3500 километир узунлуқтики чегра райони тәрәпләрни пат- пат тоқунушқа сөрәп кирмәктә.

хитай һөкүмити «җәнубий тибәт» дәп ативалған һиндистанниң аруначал прадеш өлкисигә тәвә  90 миң квадрат километир земин үстидә игилик һоқуқи барлиқини дәва қилип кәлмәктә.

 һиндистан һөкүмити болса, ақсайчин егизликини қаплиған 38 миң квадрат километир земинини хитайниң ишғал қиливалғанлиқини илгири сүрмәктә.

һәр икки тәрәп  узун йил музакириләрни давамлаштурупму, игилик һоқуқ мәсилилирини һәл қилалмай аварә.

хитай вә һиндистан оттурисидики тоқунуш 2017-йили хитайниң райондики чегра йолини, талаш-тартишлиқ бир егизликкичә узартишқа урунушидин кейин техиму кәскинләшкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر