хусийлар американиң хусийларни террорлуқ тизимликигә киргүзүшигә қарши намайиш өткүзди

йәмәнниң пайтәхт санада иранниң қоллиши астидики хусий тәрәпдарлири американиң хусийларни террорлуқ тизимликигә киргүзүш пиланиға наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзди.

1566693
хусийлар американиң хусийларни террорлуқ тизимликигә киргүзүшигә қарши намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: намайишчилар йәмәндә ички уруш башланғанлиқи сәвәбидин 2015 - йилидин бери тақиветилгән америка әлчиханисиниң алдиға топланди.

намайишчилар америка һөкүмитиниң хусийларни террорлуқ тизимликигә киргүзүш қарариға қарши шоар товлиди вә америка байриқини йиртти.

намайишчилар америкини «дөләттә уруш башланғандин буйан йәмәнликләрни өлтүрди» дәп әйиблиди.

америка ташқи ишлар министири майк помпейо 11 - йанвар хусийларниң «чәтәл террорлуқ тәшкилати» дәп елан қилинидиғанлиқини вә бу һәқтә дөләт мәҗлисигә доклат бәргәнликини билдүргән иди.

помпейо бу тәшкилатниң рәһбәрлирин абдулмәлик әлхусий, абдулхалиқ бәдриддин әлхусий вә абдулла йәһйа һакимниңму «террорчи» елан қилинидиғанлиқини уқтурған иди.

узундин буйан сийасий муқимсизлиққа патқан йәмәндә, иранниң қоллиши астидики хусийлар билән йәмән һөкүмити армийәси оттурисидики шиддәтлик тоқунушлар давамлашмақта.

хусийлар 2014-йили синтәбирдин бери пайтәхт сана вә бир қисим районларниң контроллуқини алқиниға киргүзүвалған болса,  сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш қисимлар 2015-йили март ейидин буйан йәмән һөкүмитини қоллап қуввәтләп кәлмәктә.

йәмәндә тәхминән 6 йил давамлашқан тоқунушта миңлиған киши һайатидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر