фирансийә һөкүмитиниң йағлиқ артишни чәкләш уруниши дөләт мәҗлисидә рәт қилинди

фирансийәдә 18 йаштин төвән қизларниң аммиви сорунларда йағлиқ артишини чәкләш үчүн һакимийәт бешидики партийәниң пүтүн урунушлири дөләт мәҗлиси тәрипидин рәт қилинди.

1565542
фирансийә һөкүмитиниң йағлиқ артишни чәкләш уруниши дөләт мәҗлисидә рәт қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәдә 18 йаштин төвән қизларниң аммиви сорунларда йағлиқ артишини чәкләш үчүн пирезидент еммануел макронниң «җумһурийәтчиләр йүрүши партийәси» парламент әзаси ароре берге вә жан баптисте моравниң урунуши дөләт мәҗлиси тәрипидин қобул қилинмиди.

комитит бу урунушқа қарита «чәктин ешип кетиш» дәп баһа бәрди.

фирансийәдә һакимийәт бешидики партийәниң икки парламент әзаси берге вә морав 16-йанварда һөкүмәттикиләрниң көпинчисиниң қарши турушиға қаримастин, дәсләптә «ислам бөлгүнчи» дәп аталған, кейинчә исми «җумһурийәтчиләрниң қиммәт қаришиға һөрмәт қилишни күчәйтиш» дәп өзгәртилгән қанун лайиһәсигә 18 йаштин төвән қизларниң аммиви сорунларда йағлиқ артишини шундақла әрләрдин  айалларниң үстүнликини намайан қилидиған кейимләрни  кейишни чәкләйдиған 2 маддә қошқанлиқини елан қилған иди.

бу қанун лайиһәси арқилиқ җамиләрниң мәбләғлирини техиму қаттиқ контрол қилишни, мусулманларға бесим ишлитиш арқилиқ мусулман аммивий тәшкилатлириниң контроллуқини күчәйтишни вә чәтәлдин диний хадимларниң келишиниң алдини елишни мәқсәт қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر