естонийә баш министири вәзиписидин истепа бәрди

естонийә баш министири җури ратас партийәсигә қаритилған чириклик әйибләшлири сәвәбидин баш министирлиқтин истепа бәргәнликини елан қилди.

1562902
естонийә баш министири вәзиписидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: мәһәллий таратқуларниң хәвиригә қариғанда, баш министир ратас пайтәхт таллинда «сийасәттики мурәккәп вәзийәтни һәл қилиш үчүн қийин қарарларниң чиқирилиши керәкликини оттуриға қойуп, истепа беришни қарар қилғанлиқи»ни елан қилған.

истепа бериш қарари естонийә хәлқ тәптиш мәһкимиси ишханисиниң түнүгүнки мәркизи партийә вә униң бәш әзасиниң чирикликкә четишлиқ барлиқидин гуман қилиниватқанлиқи тоғрисидики байанатидин кейин чиқирилди.

2016- йилдин башлап баш министирлиқ вәзиписини өтәватқан ратас, мәркизи партийә, сотсийал демократлар партийәси вә исма партийәси бирләшмисигиму рәһбәрлик қиливататти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر