канада министирлар кабинетидики мусулман министирларниң сани ашти

канада баш министири җастин трудо кабинетқа өзгәртиш киргүзүп  3 - мусулман министирни қошти. торонто парламент әзаси өмәр алғабрани қатнаш министири қилип тәйинлиди.

1562758
канада министирлар кабинетидики мусулман министирларниң сани ашти

түркийә авази радийоси хәвири: канада баш министирлиқ ишханисиниң байанатида, йеңилиқ йаритиш, илим-пән вә санаәт министири навдип бәйнисниң пинсийәгә чиқишни тәләп қилип министирлиқтин айрилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, навдип бәйнис айрилған министирлиқ вәзиписигә мәвҗут ташқи ишлар министири фирансчоис-филип чампагенниң тәйинләнгәнлики вә қатнаш министири марк гарнавниң болса, канаданиң йеңи ташқи ишлар министири болғанлиқи уқтурулди.

канада баш министири трудо кабинеттики өзгириштә виннипег парламент әзаси җим карри да албертани манитоба вә саскачеван қатарлиқ өлкиләргә мәсул министир қилип тәйинлиди.

баш министирлиқниң байанатиға асасланғанда, марк гарнав бошатқан қатнаш министирлиқ вәзиписигә трудониң парламент катипи вә торонто парламент әзаси өмәр алғабра тәйинләнгән.

теги сомалилиқ «аилә, балилар вә иҗтимаий тәрәққийат» министири әһмәд һүсәйин билән теги афғанистанлиқ «айалларниң салаһийити » министири мәрйәм монсәфтин кейин, теги сәуди әрәбистанлиқ өмәр алғабра канада министирлар кабинетиға киргән үчинчи мусулман министир болди.

канада һөкүмити министирлар кабинетидики бу өзгириш омумий валий җули пайете қатнашқан синлиқ қәсәм  бериш мурасими билән рәсмий күчкә игә болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر