хитай ахири дунйа сәһийә тәшкилати (WHO) мутәхәссислириниң хитайға беришиға қошулди

дунйа сәһийә тәшкилати (WHO) мутәхәсислири вухән вируси (Kovid-19) ниң келиш мәнбәсини тәкшүрүш үчүн 14 - йанвар (2021) да хитайға баридиған болди.

1561106
хитай ахири дунйа сәһийә тәшкилати (WHO) мутәхәссислириниң хитайға беришиға қошулди
Hua Çunying.jpg
tedros adhanom ghebreyesus
Tedros Adhanom.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: хитай дөләтлик сәһийә комитети дунйа сәһийә тәшкилати мутәхәссиләр һәйитиниң хитай зийарити һәққидә қисқичә байанат елан қилди.

хитайниң байанатиға асасланғанда, дунйа сәһийә тәшкилатиниң мутәхәсисләр һәйити өмики зийарәт җәрйанида хитай кәспдашлири билән музакирилишидикән.

хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси хуа чүнйиң 6 - йанвар (2021) өткүзүлгән қәрәллик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, вухән вирусиниң келиш мәнбәсини тәкшүрүш үчүн дунйа сәһийә тәшкилати (WHO) билән мәслиһәт қиливатқанлиқини елан қилған иди.

дунйа сәһийә тәшкилати баш дериктори др. тедрос аданом гебрейус 5 - йанвар елан қилған байанатида, ковид -19 ниң келип чиқиш мәнбәсини тәкшүрүш үчүн хитайға бериши күтүлүватқан хәлқаралиқ мутәхәссисләрниң тосқунлуққа учриғанлиқи үстидә тохтилип: «хитай мәсуллириниң хитайға бармақчи болған мутәхәсисләрһәйитиниң хитайға бериши үчүн керәклик рухсәт рәсмийәтлирини тәстиқлимиғанлиқидин хәвәр таптуқ. һәйәтниң  икки әзаси аллиқачан (хитайға) сәпәрни башлиған болуп, уларниң хитайға киргүзүлмәслики вә қалған мутәхәссиләрниң ахирқи пәйттә сәпәргә чиқалмиғанлиқи сәвәбидин көңлимиз интайин йерим» дегән иди.

дунйа сәһийә тәшкилати җиддий ишларға тақабил туруш пирограммисиниң директори майк рийан болса, дунйа сәһийә тәшкилати илмий вәкилләр өмикиниң виза алалмиғанлиқи сәвәбидин хитайға киргүзүлмигәнликини ейтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر