ақсарайда истепа долқуни қозғалди

америкада трамп тәрәпдарлириниң конгрә бинасиға бесип кириши вә зораванлиқ вәқәлиридин кейин, ақсарайда истепа долқуни башланди.

1559069
ақсарайда истепа долқуни қозғалди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент трамп вә мелина трампниң баш катипи гришам (Grisham) ақсарайда йүз бәргән вәқәләр сәвәбидин истепа бәргәнликини җакарлиди. у биринчи болуп истепа бәргән киши болуп қалди.

бир мәзгил ақсарайниң байанатчиси болуп хизмәт қилған гришам байанатида, хизмитини хушаллиқ йахши көридиғанлиқини, әмма бүгүнки вәқәләр сәвәбидин истепа беришни қарар қилғанлиқини әскәртти.

ақсарайниң муавин байанатчиси сара матийус (Sarah Matthews) билән ақсарай иҗтимаий ишлар мудири рики найста (Rickie Niceta) му истепа бәргәнликлирини елан қилди.

америка таратқулиридики хәвәрләрдә илгири сүрүлүшичә, ақсарайдики башқа кишиләрму истепа беришни ойлишиватқан болуп, булар дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси роберт обрайин (Robert O'Brien), дөләт хәвпсизлик муавин мәслиһәтчиси мат поттингер (Matt Pottinger) вә ақсарай муавин баш катипи крис лидел (Chris Liddell) қатарлиқлар икән.

америка пирезиденти доналд трампни қоллап намайиш қилғанлар, 2020-йили 3-нойабир өткүзүлгән сайлам нәтиҗилири рәсмийлишидиған конгрәдики мурасимға наразилиқ билдүрүш мәқситидә, конгрә бинасиға бесип киргән иди. бу сәвәбтин йүз бәргән зораванлиқлар нәтиҗисидә, сиртқа чиқишни чәкләш елан қилинди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر