иран фордо мәшғулат районида уран қойулдурушни башлиди

иран һөкүмәт байанатчиси әли рәбби бүгүн (2021-йили 4-йанвар) иранниң фордо йадро мәшғулат районида уранни %20 қойулдурушни башлиғанлиқини җакарлиди.

1557111
иран фордо мәшғулат районида уран қойулдурушни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран атом енергийә идарисиниң башлиқи әли әкбәр салиһи шәнбә күни (2021-йили 2-йанвар) парламентта чиқирилған қанун бойичә %20 уран қойулдуруш тоғрисида хәлқара атом енергийә агнетлиқиға билдүргәнликлирини уқтурди.

иран парламенти ғәрбтә «иран йадро пирограммисиниң атиси» дәп билинидиған мудапиә министирлиқи тәтқиқат вә йеңилиқ йаритиш идарисиниң башлиқи муһсин фаһризадә 2020-йили 27-нойабир сүйиқәсткә учрап җенидин айрилғандин кейин, %20 уран қойулдурушни башлаш тәклип қилинған қанун лайиһәсини тәстиқлиған иди.

йадро келишими иранниң уранни %3.67 қойулдурушиға рухсәт қилатти. иран болса, американиң ембарголириға қарши келишимдики мәсулийитини ада қилишни тохтатқан вә уран қойулдуруш сәвийәсини %4.5 сәвийәсидә контрол қилип келивататти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر