америка конгрәсидә қәсәм бериш мурасими өткүзүлди

америкада 3-нойабир (2020) сайлимида конгрәниң кеңәш палатаси вә авам палатаси әзалиқиға сайланғанларниң қәсәм бериши билән, америка конгрәсиниң 117-нөвәтлик мәзгили рәсмий башланған болди.

1556943
америка конгрәсидә қәсәм бериш мурасими өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америка муавин пирезиденти майк пенис кеңәш палатасидики қәсәм бериш мурасимиға рийасәтчилик қилди. мурасимда, йеңидин сайланған 32 әза қәсәм берип вәзипә тапшурувалди.

3-нойабирдики сайламда кимниң сайланғанлиқи ениқ болмиған вә 5-йанвар 2- айланмиси өткүзүлидиған җорҗийа сайлими асасий күнтәртиптә турмақта. шундақтиму кеңәш палатасида 50 әзаси болған җумһурийәтчиләрниң ғәлибә қазиниш еһтималиниң йуқирилиқи қәйт қилинмақта.

һәр икки йилда бир қетим өткүзүлидиған сайламларда пүтүнләй йеңилинидиған вә 435 орунға игә авам палатасидиму қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасими өткүзүлди.

нәнсий пелуси ханим билән җумһурийәтчи вәкил кевин меккарси (Kevin McCarthy) авам палатасиниң башлиқлиқ вәзиписи үчүн риқабәтләшти. нәнсий пелуси ханим 216 вәкилниң авазиға еришип, икки йиллиқ   палатаниң башлиқлиқиға қайта сайланди. кевин меккарси 209 авазға еришти.

3-нойабирдики сайламда демократлар авам палатасида 222 орунға, җумһурийәтчиләр 211 орунға игә болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر