помпейо үстидин сотқа әрз сунулди

америка қошма иштатлириниң әрәб бирләшмә хәлипиликигә 23 милйард долларлиқ қорал сетишиға тосқунлуқ қилиш үчүн америка ташқи ишлар министири майк помпейоға қарши сотқа әрз сунулди.

1555331
помпейо үстидин сотқа әрз сунулди

түркийә авази радийоси хәвири: мустәқил сийасәт тәтқиқат гурупписи нийуйорк ташқи сийасәт мәркизи майк помпейо үстидин вашингтондики федератсийә сот мәһкимисигә әрз сунди.

әрәб бирләшмә хәлипиликигә 23 милйард доллар қиммитидики қоралларниң сетилишиниң алдини елиш мәқситидә сунулған әрзнамидә, һөкүмәтниң башқа һөкүмәткә қорал сетишини  бекитиш һоқуқиға игә помпейониң йетәрлик тәкшүрмәй йоллуқ сәвәбләр болмай турупла алдирақсанлиқ билән қорал сетишни тәстиқлиғанлиқи оттуриға қойулди.

әрзнамидә, әрәб бирләшмә хәлипиликигә қорал сетиш мусаписиниң нормал муддитигә мунасивәтлик қанунларға хилаплиқ қилинғанлиқи оттуриға қойулуп: «сетиш тәстиқлиништин илгири техиму көп тәкшүрүшкә тоғра келиду» дегән ибариләргә орун берилди.

америка кеңәш палатаси 10- декабир әрәб бирләшмә хәлипиликигә F-35 күрәшчи айропилани вә MQ-9B қораллиқ учқучисиз аппаратиниң сетилишиға тосқунлуқ қилиш үчүн сунулған икки қарар лайиһәсини рәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر