америка сәһрайи кәбирдә консулхана ечиш мусаписини ишқа кириштүрди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо дөлитиниң сәһрайи кәбирдә консулхана ечиш мусаписини ишқа кириштүргәнликини ейтти.

1551544
америка сәһрайи кәбирдә консулхана ечиш мусаписини ишқа кириштүрди

түркийә авази радийоси хәвири: помпейо, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «пирезидент доналд трампниң сәһрайи кәбирдә маракәш падишаһлиқиниң игилик һоқуқини етирап қилиш еланиниң тәқәззасиға асасән, ташқи ишлар министирлиқи, районда америка консулханиси ечиш мусаписини ишқа кириштүрди. буниңдин башқа йәнә, интернет муһити астидики консулхана хизмәтлири даирисидә тор дипломатик паалийәтлириму башланди. тор дипломатик мулазимәт вакаләтханиси вә кейинчә қурулидиған консулхана, америка қошма иштатлириниң маракәштә турушлуқ әлчиханисиға қарашлиқ болиду.»

у йәнә, вашингтон һөкүмитиниң маракәш билән полисарио фиронти оттурисда өткүзүлүватқан сөһбәтни қоллайдиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.

алдинқи һәптә дипломатик конго җумһурийитиму сәһрайи кәбирдә консулхана ачқанлиқини уқтурғаниди.

америка қошма иштатлириниң бу қарари билән бирликтә, сәһрайи кәбирдә консулхана ачқан, йаки ачидиғанлиқини уқтурған дөләтләрниң сани 20 гә йәтти.

маракәшниң 1975 – йили испанийәниң бурунқи мустәмликиси болған сәһрайи кәбирни өз терротерийәсигә қошувелишидин кейин, алҗирийә қоллаватқан мустәқиллиқ тәрәпдари полисарио фиронти билән маракәш һөкүмити оттурисидики зиддийәт давамлашмақта.

маракәш, районниң өз игилик һоқуқи даирисидә қелиши лазимлиқини илгири сүрсә, полисарио фиронти, сәһрайи кәбирниң мустәқиллиқ дөләт икәнликини илгири сүрмәктә.

полисарио фиронти, 1991 – йили бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мурәссәчиликидә уруш тохтитиш келишими һасил қилинғанға қәдәр маракәш дөләт хәвпсизлик күчлиригә қарши қораллиқ күрәш қиливататти. уруш тохтитиш келишими түзүлгәндин тартип һазирғичә сәһрайи кәбирниң салаһийити тоғрулуқ өткүзүлүватқан сөһбәтләрдин һечқандақ нәтиҗә һасил қилиналмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر