дунйа сәһийә тәшкилати: ваксина әмләнгәнләрму маска тақашни давамлаштуруши керәк

дунйа сәһийә тәшкилати вухән вируси (ковид – 19) ваксиниси салдурғанларни маска тақаш вә иҗтимаий арилиқни сақлашни давамлаштуруш тоғрисида агаһландурди.

1546033
дунйа сәһийә тәшкилати: ваксина әмләнгәнләрму маска тақашни давамлаштуруши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати мутәхәссислиридин кәйт обриен,  гәрчә ваксининиң ковид - 19 кесәлликидин қоғдаш үнүми илмий җәһәттин испатланған болсиму, әмма униң вирусниң тарқилишиниң алдини алидиған- алмайдиғанлиқи тоғрисида йетәрлик мәлумат йоқлуқини ейтти.

һазирғичә әнглийә, канада вә америка қошма иштатлирида ишлитилишигә рухсәт қилинған пфизер – беонтек ширкити ишләпчиқарған ковид – 19 ваксинисиниң %95 үнүмгә еришиши үчүн үч һәптә ичидә икки қута әмлиниши вә иккинчи қутидин кейин кәм дегәндә йәттә күн өтүши керәклики қәйт қилинди.

12- айниң 11- күни «British Medical Journal » да елан қилинған бир парчә илмий мақалидә, бу ваксининиң тунҗи қетимлиқ әмлинишидин кейинки үнүминиң %52 икәнлики оттуриға қойулғаниди.

бирақ мутәхәссисләр маска ишлитиш вә иҗтимаий арилиқни сақлашни икки қетимлиқ ваксина әмлиниш җәрйанидила әмәс, униңдин кейинму давамлаштурулушиниң муһимлиқини тәкитлимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر