ангела меркел түркийәлик көчмән уғур шаһин вә айали өзләм түрәчини мәдһийәлиди

германийә баш министири ангела меркел ковид-19 ға қарши ваксина йасап чиққан вә «BioNTech» ниң қурғучилириниң бири болған, түркийәлик көчмәнләрниң әвладлиридин пирофессор доктор уғур шаһин вә айали доктор өзләм түрәчини мәдһийәлиди.

1541528
ангела меркел түркийәлик көчмән уғур шаһин вә айали өзләм түрәчини мәдһийәлиди

түркийә авази радийоси хәвири: меркел германийәниң 16 шәһиридә түркчә вә нимисчә тарқитиш беридиған «Metropol Fm» радйосиға бәргән байанатида, «ваксинани тәтқиқ қилип йасиғанлардин бириниң әсли түркийәлик уғур шаһин вә униң айали өзләм түрәчи икәнликидин толиму хушал болдум, улар <BioNTech> вә <Pfizer>  ширкитидә ваксина үчүн илмий асас йаратқанлардур» деди.

«BioNTech» тәййарлиған ваксинани 1-айниң бешида йавропада ишлитишкә болиду дәп қарайдиғанлиқини билдүргән меркел, вухән вируси йуқуминиң алдини елиш үчүн җәмийәтниң 70% ниң .hммунитет күчини ашуруш керәкликини тәкитлиди.

ангела меркел: «шунчә көп адәмгә ваксина әмләш нәччә ай давамлишиду. дәсләптә йашанғанлар вә сәһийә хадимлирини қоғдаш керәк. 2021 - йилиниң кейинки йеримида техиму көп ваксинамиз болиду, әмма қиш айлирини ойлашқанда, техи йетәрлик ваксинамиз йоқ» деди.

ангела меркел түркийәдә аилиләргә қандақ муһим әһмийәт берилидиғанлиқини йахши билидиғанлиқини чүшәндүрүп: «түркләрдә аилә чоңлирини һөрмәтләш интайин муһим, чоңларни қоғдаш лазим. түркийәдә аилигә қанчилик муһим әһмийәт берилидиғанлиқини билимән. лекин, җәмийәт иммунитет күчигә еришкән тәқдирдиму, йәнә мәлум муддәткичә йахши көридиған кишиләр билән болған иҗтимаий мусапәни сақлишимиз лазим». деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر