иранда йадро паалийәтлиригә мунасивәтлик тәклип мақулланди

иранниң йадро паалийәтлирини тезләштүридиған вә муәссәсәлиридики тәкшүрүшләргә чәк қойушни мәҗбурий қилидиған қанун лайиһәси, пирезидент һәсән руһани вә һөкүмәт әзалири қарши турушиға қаримай тәстиқланди.

1538758
иранда йадро паалийәтлиригә мунасивәтлик тәклип мақулланди

түркийә авази радийоси хәвири: иран фарс агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, консерватиплар көп санлиқни игиләйдиған парламентта мақулланған «ембарголарниң әмәлдин қалдурулуши вә иран дөлитиниң мәнпәәтлирини қоғдаш үчүн истратегийәлик һәрикәт пилани» дәп нам берилгән қанун лайиһәси, әң ахирқи тәстиқ оргини болған «асасий қанунни қоғдиғучилар кеңиши» тәрипидин тәкшүрүлүп тәстиқланғандин кейин, һөкүмәткә әвәтип берилди.

иран парламентиниң һәйәт әзаси әһмәт әмирабади, парламент башлиқи муһәммәд бакир калибафниң қанунни иҗра қилиш үчүн пирезидент руһаниға әвәтип бәргәнликини билдүрди.

иран алими муһсин фаһризадә сүйиқәстидин кейин, парламентта тәстиқланған қанун, иран атом енергийәси идарисиниң уранни әң аз дегәндә %20 қойулдурушни башлишини вә төвән сәвийәдә қойлдурулған уран записини көпәйтишни мәҗбурий қилиду.

йадро келишими, иранға уранни әң көп болғанда %3.67 қойулдурушқа рухсәт қилатти.

иран тәстиқланған қанун рамкисида, йадро келишиминиң тәрәпдарлири икки ай ичидә иранниң банкачилиқ системилирини вә нефит експортини нормаллаштуридиған қәдәмләр ташлимиған әһвалда, йадро қораллириниң кеңийип кетишини алдини елиш даирисидә 2016-йилидин буйан халисанә иҗра қилиниватқан қошумчә келишимдинму айрилиду.

теһран һөкүмити қошумчә келишим бойичә, хәлқара атом енергйәси агентлиқи тәптишлириниң иран йадро әслиһәлирини халиғанчә туйуқсиз тәкшүрүшигә рухсәт қилған иди. иранниң қошумчә келишимдин айрилиши, хәлқара атом енергйәси тәптишлириниң тәкшүрүшлиригә чәк қойулидиғанлиқини билдүриду.

пирезидент һәсән руһанини өз ичигә алған йуқири дәриҗилик һөкүмәт мәсуллири қанун лайиһәсиниң тәстиқланмаслиқи үчүн чақириқларни қилған иди.

һәсән руһани: «парламентта қобул қилинған лайиһәни дипломатик паалийәтләрниң мусаписи үчүн зийанлиқ дәп қараймиз. һөкүмәт бу лайиһәгә иҗабий қаримайду» дегән иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر