иран парламенти йадро лайиһәсини мақуллиди

иран парламенти йадро паалийәтлирини тезләштүрүш тәклип қилинған қанун лайиһәсини мақуллиди.

1537374
иран парламенти йадро лайиһәсини мақуллиди

түркийә авази радийоси хәвири؛ иран дөләт телевизийәси йадро паалийәтлирини тезләштүрүш қанун лайиһәсиниң парламентта мақулланғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәргә асасланғанда, «ембарголарниң әмәлдин қалдурулуши вә дөләт мәнпәәтини қоғдаш үчүн истратегийәлик һәрикәт пилани» дәп нам берилгән лайиһә, 290 кишилик парламентта 250 аваз билән мақулланған.

парламентта қобул қилинған лайиһә асасий қанунни қоғдиғучилар кеңишидә тәстиқлинип қанунға айланған әһвал астида, иран атом енергйәси идариси уранни әң аз дегәндә %20 қойулдурушни башлайду вә төвән сәвийәдә қойулдурулған уран записини көпәйтиду.

лайиһә, йадро келишими тәрәпдарлири лайиһә ахирқи басқучта тәстиқлинип, икки ай өткичә иранниң банкачилиқ мунасивәтлирини вә нефит експортини нормаллаштуридиған қәдәмләрни ташлимиса, «йадро қораллириниң кеңийишиниң алдини елиш келишими» рамкисида, 2016-йилидин тартип халисанә иҗра қилиниватқан қошумчә келишимдин чекинишкә чақириду.

иран қошумчә келишим бойичә, хәлқара атом енергийәси агентлиқи тәптишлириниң, иранниң йадро муәссәсәлирини халиған вақитта туйуқсиз тәкшүрүшигә рухсәт қилған иди. теһран һөкүмитиниң қошумчә келишимдин чекиниши, хәлқара атом енергийәси агентлиқи тәптишлириниң тәкшүрүшлиригә чәк қойулидиғанлиқини билдүриду.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر