меркел оруч рәис парахоти тоғрисида тохталди

германийә баш министири ангела меркел, түркийәниң оруч рәис йәр тәврәшни тәкшүрүш парахотиниң анталйа портиға қайтишиниң йавропа иттипақи башлиқлар йиғинидин илгирики йахши ишарәт икәнликини ейтти.

1537215
меркел оруч рәис парахоти тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири ангела меркел, германийәниң йавропа иттипақи нөвәтчи рәислики даирисидә қилған сөзидә оруч рәис парахотиниң портқа қайтиши тоғрисида тохтилип, «оруч рәисниң қайтидин түрк портиға қайтиши йиғиндин бурунқи йахши ишарәт» деди.

баш министир меркел, бу қәдәмниң 10 -, 11 – декабир күнлири чақирилидиған башлиқлар йиғинида нәзәргә елинидиғанлиқини әскәртти.  

у түркийәниң әң көп мусапирға саһибханлиқ қиливатқан дөләт икәнликини тәкитләп, «йавропа иттипақидики мусапирлар дәталашлирида наһайити көп қийналдуқ. түркийә бу җәһәттә һөрмәтләшкә лайиқ. түркийәгә йардәмчи болушни давамлаштурушимиз керәк» деди.

меркел, йавропа иттипақи әзаси гиретсийә билән җәнубий қибрис рим даирилиригә һәмдәм болидиғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر