помпейо талибан вә афғанистан һөкүмити вәкилләр өмики билән көрүшти

америка ташқи шлар министири майк помпейо талибан вә афғанистан һөкүмити вәкилләр өмики билән тинчлиқ мусаписини музакирә қилиш үчүн көрүшти.

1532023
помпейо талибан вә афғанистан һөкүмити вәкилләр өмики билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, помпейо қатарниң пайтәхти доһада талибан сийасий ишлар ишханисиниң башлиқи молла бирадәр вә музакирә һәйити билән көрүшкән.

помпейо афғанистан һөкүмити вәкилләр өмики биләнму көрүшүп, һәр икки тәрәпни музакирини давамлаштурушқа чақирған вә қолға кәлтүрүлгән илгириләшләр сәвәбидин махтиған.

помпейо зораванлиқларни азайтиш, сийасий йол хәритиси, мәңгүлүк вә әтраплиқ уруш тохтитиш чақириқи  елан қилип, афғанистан хәлқиниң 40 йилдин буйан давамлишиватқан уруш вә төкүливатқан қанлардин кейин, тинчлиқ ичидә бихәтәр йашашқа һәқлиқ икәнликини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر