помпейо истанбулда бартоломеос билән көрүшти

америка ташқи ишлар министири майк помпейо истанбулниң фатиһ районидики фәнәр рим патрикханисини екскурсийә қилди.

1529326
помпейо истанбулда бартоломеос билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: айа йорги рим патрикханә черкавини екскурсийә қилған помпейо, у йәрдә шам йақти. арқидин фәнәр рим патриги 1- бартоломеосни йоқлиди؛ иккисиниң йепиқ учришиши бир саәттин артуқ давамлашти.

майк помпейо патрикханәдики зийаритидин кейин әминөнүдики рустәм паша җамәсини екскурсийә қилди.

майк помпейоға рәпиқиси сусан помпейо вә американиң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси дейвид саттерфиелд һәмраһ болмақта.

помпейо истанбулдики зийаритидин кейин гирузийә бариду.

у, фирансийәдин башланған 7 дөләт зийарити даирисидә түнүгүн кечә истанбулға кәлгәниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر