дунйа сәһийә тәшкилати: «вухән вируси» ваксинисиға қарита «еһтийатчан үмидварлиқ» ичидимиз

дунйа сәһийә тәшкилати баш дериктори тедрос аданом гебрейус кәлгүси бирқанчә ай ичидә базарға селинидиған «вухән вируси» ваксинисиға қарита «еһтийатчан үмидварлиқ» ичидә икәнликлирини билдүрди.

1528989
дунйа сәһийә тәшкилати: «вухән вируси» ваксинисиға қарита «еһтийатчан үмидварлиқ» ичидимиз

түркийә авази радийоси хәвири: гебрейус, шиветсарийәниң дунйа сәһийә тәшкилатиниң җәнвә шәһиридики мәркизидә йуқум мутәхәссислири билән бирликтә чақирған  видео конферанс йиғинида, «вухән вируси» ваксиниси мәсилисидә йеқинқи күнләрдә «җасарәт беғишлайдиған» хәвәрләрниң болушиға қаримай, бу һәқтә «еһтийатчан үмидварлиқ» ичидә икәнликлирини әскәртиш билән бир вақитта, «вухән вируси» ға қарши күрәшниң «йашаш вә турмуш кәчүрүш» тин бирини таллаш мәсилиси әмәсликини, «вухән вируси» ни йеңишниң әң тез йолиниң, иқтисадий саһәниң ишиклирини ечиветиш икәнликини тәкитлиди, һәмдә йеқиндин буйан шималий йерим шардики «вухән вируси» билән йуқумланғучилар саниниң барғансери көпийип кетиватқанлиқи һәққидә агаһландуруш берип мундақ деди: «нөвәттә биз бир қисим дөләтлиридики <вухән вируси> билән йуқумланғучилар саниниң барғансери көпийип кетиватқанлиқидин интайин әндишиликмиз. болупму йавропа вә америкадики сәһийә хадимлири вә сәһийә сағламлиқ системилири вәйран болуш нуқтисиға қарап илгирилимәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر