помпейо түркийә қатарлиқ 7 дөләттә зийарәттә болиду

америка ташқи ишлар министири майк помпейо җүмә күнидин башлап түркийә, франсийә, исраилийә қатарлиқ йәттә дөләттә зийарәттә болиду.

1525686
помпейо түркийә қатарлиқ 7 дөләттә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: министир помпейо һәптилик ахбарат елан қилиш йиғинида күнтәртипкә алақидар мәсилиләр тоғрисида тохталди вә кәң даирилик чәт әл зийаритидә болидиғанлиқини билдүрүп, «җүмә күнидин башлап франсийә, түркийә, гирузийә, исраилийә, қатар, әрәб бирләшмә хәлипилики вә сәуди әрәбистаниға баримән. учришишлиримизда һәрқайси дөләтләрниң әһвалиға асасән нурғун мәсилиләр тоғрисида сөзлишимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

сабиқ пирезидент доналд трамп һөкүмитиниң оттура шәрқ тинчлиқи вә «исраилийә билән нормаллишиш» мусаписидә мувәппәқийәт қазанғанлиқини илгири сүргән майк помпейо, район дөләтлири билән нуқтилиқ һалда бу җәрйан тоғрисида сөзлишидиғанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر