баш вәзир йошиһидә йапонийә-америка хәвпсизлик иттипақини күчәйтидиғанлиқлирини билдүрди

йапонийә баш вәзири суга йошиһидә йапонийә-америка оттурисидики хәвпсизлик иттипақини вә бу иттипақни давамлиқ күчәйтишни «токйо дипломатийәсиниң ул теши» дәп көрсәтти.

1516294
баш вәзир йошиһидә йапонийә-америка хәвпсизлик иттипақини күчәйтидиғанлиқлирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: сабиқ баш вәзир шинзу аби өткән ай (2020-йили сентәбир) истепа бәргәндин кейин, вәзипә тапшурувалған суга йошиһидә, парламентта тунҗи қетим нутуқ сөзлиди.

у иқтисадтин ташқи сийасәткичә, вухән вируси(Kovid-19)  дин токйо олимпикиғичә болған нурғун темилар үстидә тохталди.

у йапонийә-америка оттурисидики хәвпсизлик иттипақини вә бу иттипақни давамлиқ күчәйтишни «токйо дипломатийәсиниң ул теши» икәнликини әскәртип, окинава иштатидики америка һәрбий базилириниң иштатқа болған йүкини йәңгиллитишни нишан қилғанлиқлирини билдүрди.

у мундақ деди:                                                       

«әркин вә раван һинди-тинч окйан» нишанини риаллиққа уйғунлаштуруш үчүн тиришимиз. райондики қошнилиримиз хитай вә җәнубий корейә билән муқим мунасивәт тәсис қилимиз. шималдики қошнимиз русийә билән иккинчи дунйа урушидин кейин имзаланған тинчлиқ келишими мәсилисини һәл қилидиғанлиқимизға ишинимән.»

 у: «йәр шариниң иссип кетишиниң алдини елиш, әмди иқтсадий ешишқа бесим елип кәлмәйду. алдинқи һөкүмәтләрниң 2050-йилиғичә керәксиз газ қойуп беришни %80 азайтиш пиланини иҗра қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر