помпейо әзәрбәйҗан дипломатийә министири билән көрүшти

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири майк помпейо вашингтонда әзәрбәйҗан дипломатийә министири җәйһун байрамов билән көрүшти.

1515124
помпейо әзәрбәйҗан дипломатийә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, икки рәһбәрниң тағлиқ қарабағдики өзгиришләр, америка – әзәрбәйҗан  мунасивәтлири қатарлиқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип берилған телефон сөһбитидә, байрамов помпейоға, әрменийәниң иҗабийлиқтин халий сийасити, әзәрбәйҗан пуқралириға қәстән һуҗум қилиши, чәт әлләрдин йалланма әскәрләр вә террорчи гуруппиларниң аммиви һалда әрменийә армийәсиниң сәплиридә уруш қилиши вә башқа мәсилиләр һәққидә мәлумат бәргән.

у йәнә, әзәрбәйҗанниң тағлиқ қарабағ мәсилисигә алақидар позитсийәсиниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң мунасивәтлик қарари вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатларниң бу һәқтики һөҗҗәтлиригә асаслинидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر