б д т омумий кеңишиниң башлиқи нийу йорк шәһәр башлиқини тәнқид қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң башлиқи волқан бозқир нийу йорк шәһәр башлиқи бил де биласйониң көрүшүш тәлипини рәт қилишини тәнқид қилди.

1515092
б д т омумий кеңишиниң башлиқи нийу йорк шәһәр башлиқини тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири нийу йорк шәһәр башлиқи бил де биласйо, бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң башлиқи волқан бозқирниң, «вухән вируси» ға қарши күрәштә бирләшкән дөләтләр тәшкилати билән саһибхан шәһәр нийу йорк оттурисида һәмкарлиқ мәсилисидә көрүшүш тәлипиини рәт қилди.

волқан бозқир, бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «нийу йорк шәһәр башлиқи билән көрүшүшни тәләп қилдим. чүнки <вухән вируси> йуқуми йуқири дәриҗилик рәһбәрләр ара учур - алақә орнитишни тәқәзза қилмақта. 193 дөләтниң вәкиллири вә һәрқайси шәһәрләрниң сийасий рәһбәрлири ара дийалог вә маслаштуруш хизмитини ишқа кириштүрүш зөрүр дәп қараймән. мана мушундақ шараитта, нийу йорк шәһәр башлиқиниң көрүшүш тәлипимни рәт қилишидин толиму әпсуслинимән.»

нийу йорк шәһириниң сийасәтлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң паалийәтлири вә пүткүл дунйадики милйонларчә кишиниң күндилик һайатиға биваситә тәсир көрситидиған болушиға қаримай, бирләшкән дөләтләр тәшкилати билән нийу йорк шәһири оттурисидики учур – алақиниң кәмчилликидин әндишә қиливатқанлиқини әскәрткән бозқир, мундақ дәп көрсәтти: «бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң, омумий кеңәшниң башлиқиниң вә бу вәзипини бир түркниң өз үстигә елишиниң әһмийити наһайити зор. буларға һөрмәт қилинишини күтүватимиз.»

нийу йорк шәһәрлик һөкүмити хәлқара мунасивәтләр комиссари пенний абейвардена, волқан бозқирниң тәнқидигә қарита елан қилған байанатида, нийу йорк шәһәр башлиқи бил де биласйониң бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш билән наһайити йахши мунасивити барлиқини вә волқан бозқирдин бурунқи бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң башлиқлири биләнму чоңқур һәмкарлиқ орнатқанлиқини әскәртип мундақ деди: « бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йеңидин сайланған 75-нөвәтлик омумий кеңишиниң башлиқи волқан бозқирниң бүгүнки байанатидин һәйран қалдуқ вә әпсусландуқ.»

у йәнә, нийу йорк шәһәр башлиқи бил де биласйониң йеқинқи 7 йилдин буйан бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә нийу йорк шәһири оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтиш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқиниму илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر