йапонийә йеңи баш вәзирини сайлиди

йапонийәдики һакимийәт йүргүзүватқан әркин демократлар партийәсиниң рәһбири суга йөшихиде, авам палатасида өткүзүлгән пәвқуладдә йиғинда дөләтниң баш вәзири болуп сайланди.

1491756
йапонийә йеңи баш вәзирини сайлиди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә парламентиниң төвән қанити болған авам палатасида өткүзүлгән йиғинда, парламент әзалири дөләтниң йеңи баш вәзирини сайлаш үчүн бир бир йәргә җәм болди.

суга йошихиде әркин демократлар партийәси қармиқидики 465 орундуқлуқ парламенттики 314 әзаниң авазиға еришип, йапонийәниң йеңи баш вәзири болди.

мушу һәптә ичидә өткүзүлгән әркин демократлар партийәси ички сайлимида суга 534 беләтниң 377 исигә еришип, әркин демократлар партийисиниң рәһбәрликигә сайланғаниди.

суга 2021 - йили 9 - айда өткүзүлидиған адәттики чоң сайламғичә баш вәзирлик вәзиписини өтәйду.

сабиқ баш вәзир шинзо абе авғустниң ахирида өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, кесилиниң қайта қозғалғанлиқини байан қилип, «дөләт башқурушта нәтиҗә муһим орунда туриду. қарарлиримни тоғра чиқиралмайватимән» дегән вә баш вәзирлик вәзиписини ташлайдиғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر