америка русийә билән уран импортини қисқартиш рамка келишими имзалиди

америка сода министирлиқи, русийә дөләт атом енергийиси оргини - росатом билән америка йадро санаитини күчәйтиш үчүн русийәдин уран импорт қилишни азайтиш рамка келишими имзалиди.

1490912
америка русийә билән уран импортини қисқартиш рамка келишими имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка сода министирлиқи байанат берип, русийәдин уран импорт қилишқа мунасивәтлик төкмә қилип сетишқа қарши туруш тәкшүрүшини вақтинчә тохтитиш тоғрисидики 1992- йили имзаланған келишимгә түзитиш киргүзүш үчүн лайиһә тәййарланғанлиқини уқтурди.

министирлиқниң росатом билән түзитиш киргүзүш рамка келишими имзалиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, әгәр бу түзитиш йолға қойулса, келишимниң муддитиниң 2040-йилғичә узартилидиғанлиқи вә бу җәрйанда американиң русийә ураниға тайинишчанлиқиниң төвәнләйдиғанлиқи қәйт қилинди.

америка сода ишлири министири вилбур рос, өзгәртиш әмәлгә ешип қалса, американиң йадро енергийә санаитиниң қоғдилип қалидиғанлиқини ейтти.

мәзкур түзитиш киргүзүш лайиһәсидә, русийәдин импорт қилинидиған уранниң миқдариниң һазирқи келишимдә көрситилгән %20 дин кәлгүси 2 йилда оттура һесаб билән %17 гә, 2028- йили %15 гә төвәнлитилидиғанлиқи оттуриға қойулди.

америка сода министирлиқи, түзитиш лайиһәсигә мунасивәтлик пикир - тәклипләрниң 28- сентәбиргичә қобул қилинидиғанлиқини, түзитиш киргүзүшниң 5- өктәбиргичә тамамлинидиғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر