пакистанниң контроллуқидики кәшмирә  бир кичик қиз һиндистан әскәрлириниң оқида қаза қилди

кәшмирниң пакистан контроллуқидики қисмида һиндистан әскәрлири тәрипидин етилған оқта бир кичик қиз қаза қилди.

1490041
пакистанниң контроллуқидики кәшмирә  бир кичик қиз һиндистан әскәрлириниң оқида қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан армийәси һиндистан әскәрлириниң җүмә күни (2020-йили 11-сентәбир) кәчтә узун мусапилиқ вә еғир типтики қораллар билән контироллуқ линийәсдики пакистан чегра йезилиридин һотспириң вә рахчикриға «сәвәбсиз» оқ чиқарғанлиқини билдүрди.

етилған оқта 11 йашлиқ бир қизниң қаза қилғанлиқи, 75 йашлиқ айални қошқанда, 4 нәпәр кәнт аһалисиниң еғир йариланғанлиқи уқтурулди.

оқ чиқарған һиндистан әскәрлиригә пакистан армийәсиниңму җаваб қайтурғанлиқи әскәртилди.

пакистан ташқи ишлар министирлиқиму чеграда сәвәбсиз оқ чиқарғанлиқи йүзисидин һиндистан әлчисини министирлиққа чақирғанлиқини елан қилди.

һиндистан армийәси байанатчиси лейтенант полковник дәвендер ананд болса, пакистан армийәсиниң шәнбә вә йәкшәнбә күнлири чеграда бир қисим һиндистан һәрбий базилирини һуҗум нишани қилғанлиқини, һиндистан әскәрлириниң қарши тәрәпниң һуҗумиға тегишлик шәкилдә җаваб қайтурғанлиқини вә һиндистан тәрәптә адәм өлүш йаки йаридар болуш һадисиси көрүлмигәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر