хитайни әйиблигән мақалиси талаш - тартиш пәйда қилған америка баш әлчиси хитайдин айриламду?

америка қошма штатлири ташқи ишлар министири майк помпейо американиң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси террий бранстадниң хизмитидин айрилидиғанлиқини билдүрди.

1490180
хитайни әйиблигән мақалиси талаш - тартиш пәйда қилған америка баш әлчиси хитайдин айриламду?

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма штатлири ташқи ишлар министири майк помпейо американиң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси террий бранстадниң хизмитидин айрилидиғанлиқини билдүрди. у твиттерда, бранстадниң 3 йилдин көпрәк бейҗиңда хизмәт қилғанлиқиға рәһмәт ейтти.

помпейо йазмисида йәнә, бранстадниң америка-хитай мунасивәтлирини нәтиҗини мәркәз қилған, баравәрлик вә адил һалға кәлтүрүшни мәқситидә тәңпуңлаштурушқа төһпә қошқанлиқини тәкитлиди.

террий бранстадниң бу ай ичидә хитайниң рәсмий гезити «People's Daily» дә елан қилиниши арзу қилинған мақалисиниң рәт қилиниши талаш-тартиш қозғиған иди.

бранстад мақалисидә, хитай һөкүмитини йеқинқи йилларда американиң очуқ- йоруқлуқини суйиистемал қилди, дәп әйиблигән иди.

хитайниң хәлқ гезити (People's Daily) бу мақалини «һәқиқәткә уйғун әмәс» дегәнни илгири сүрүп, елан қилишни рәт қилғанлиқини җакарлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر