хитай билән авистиралийә оттурисида бу қетим арпа талаш - тартиши башланди

хитай һөкүмити авистиралийәдики әң чоң ашлиқ експорт қилғучидин арпа сетивелишни тохтатти.

1483665
хитай билән авистиралийә оттурисида бу қетим арпа талаш - тартиши башланди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай таможна идариси елан қилған байанатида, австралийә ширкити йоллиған мәһсулатларда зийанлиқ һашаратләр байқалғанлиқи вә арпа импорт қилишни тохтатқанлиқи елан қилинди.

австиралийә ширкити мәһсулатлириниң сүпитини ақлап, хитайниң сөз -чөчәклирини испатлайдиған пакит йоқлиқини ейтти.

ширкәт австралийә һөкүмити билән бирликтә бу қарарға етираз билдүрүшкә тәййарлиқ қилмақта.

икки дөләт оттурисида арпа содисиға йеқинқи айларда қошумчә таможна беҗи қойулған иди.

хитай һөкүмити авистиралийәдин импорт қилинған арпаға %80 таможна беҗини йолға қойған болуп, баҗ ашуруш сәвәбидин икки дөләт оттурисидики сода миқдариниң төвәнлиши шундақла арпа импорт қилишқа қаритилған чәклиминиң икки дөләт оттурисидики зиддийәтни күчәйтидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

бейҗиң вә канберра һөкүмәтлири йеқиндин буйан район характерлиқ вә икки тәрәп мәсилилиридә бир-бирини әйиблимәктә.

җәнубий хитай деңиздики чегра уқушмаслиқидин,  хоңкоңдики өзгиришләргичә болған нурғун мәсилиләрдә, икки тәрәп бир биригә зит сийасәтләрни йолға қоймақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر