майк помпейо хитай билән иранниң райондики паалийәтлирини музакирилишиш үчүн исраилийәгә бариду

зийарәт җәрйанида помпейоға америка президенти доналд трампниң мәслиһәтчиси вә күйоғли җаред кушнер вә америка дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси роберт обриенниңму һәмраһ болидиғанлиқи қәйт қилинди.

1477542
майк помпейо хитай билән иранниң райондики паалийәтлирини музакирилишиш үчүн исраилийәгә бариду

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министири майк помпейо дипломатик мунасивәтни нормаллаштуруш үчүн өзара келишим һасил қилишқан исраилийә билән әрәб бирләшмә хәлипиликини зийарәт қилидиғанлиқини елан қилди.

исраилийә мәтбуатлири, майк помпейониң әтә исраилийәдә зийарәттә болидиғанлиқини вә сәйшәнбә күни әрәб бирләшмә хәлипиликигә баридиғанлиқини  хәвәр қилди.

помпейониң зийаритидә, исраилийә билән әрәб бирләшмә хәлипилики оттурисида һасил қилинған нормаллаштуруш келишимидин башқа йәнә, хитай билән иранниң райондики паалийәтлириниңму күн тәртиптә болидиғанлиқи билдүрүлди.

зийарәт җәрйанида помпейоға америка президенти доналд трампниң мәслиһәтчиси вә күйоғли җаред кушнер вә америка дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси роберт обриенниңму һәмраһ болидиғанлиқи қәйт қилинди.

доналд трамп 13 - авғустта исраилийә билән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң «мунасивәтлирини пүтүнләй нормаллаштуруш» тоғрисида келишим һасил қилишқанлиқини елан қилған иди.

әрәб бирләшмә хәлипилики, 1979 - йили мисир вә 1994 - йили ийорданийәдин кейин, исраилийә билән нормаллалишиш келишими имзалиған үчинчи әрәб дөлитигә айланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر