һәниййә айасофйаниң ибадәткә ечилиши мунасивити билән әрдоғанни тәбриклиди

һамасниң сийасий бийуросиниң рәһбири исмаил һәниййә айасофйа җамәсиниң ибадәткә ечиветилиши мунасивити билән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни тәбриклиди.

1462231
һәниййә айасофйаниң ибадәткә ечилиши мунасивити билән әрдоғанни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: һамасниң сийасий бийуросиниң рәһбири исмаил һәниййәниң ишханиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатқа қариғанда, һәниййә, айасофйа җамәсиниң қайтидин ибадәткә ечиветилиши вә тунҗи җүмә намизиниң оқулуши мунасивити билән, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тәбрик телеграммиси йоллиған.

у, тәбрик телеграммисида, түркийәниң вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, пәләстин хәлқиниң қуддус вә мәсҗиди әқсани өз ичигә алған земинлири вә муқәддәс җайлирини қоғдаш йолидики қануний күришини қоллап келиватқанлиқидин интайин миннәтдар икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, түркийә вә пәләстин хәлқлирини бир йәргә җәм қилған қериндашлиқ риштисидин интайин пәхирлинидиғанлиқини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر