доналд трамп: «көрүнмәс хитай вирусини йеңишқа тириштуқ»

америка пирезиденти доналд трампниң тивиттердики учурида «көрүнмәс хитай вируси» дегән сөзни ишлитиши һәмминиң диққитини тартти.

1458924
доналд трамп: «көрүнмәс хитай вирусини йеңишқа тириштуқ»

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп тивиттерда өзини тәнқид қилип, «у ковид-19 йуқумиға йетәрлик дәриҗидә әһмийәт бәрмиди» вә «маска тақимайду» дегүчиләргә җаваб қайтурди.

доналд трамп тивиттердики учурида йуқум йүз бәргәндин буйан тунҗи қетим йүзигә маска тақиған һалдики  рәсимни һәмбәһирлиди.

доналд трамп: «биз һәммимиз иттипақлишип, көрүнмәс хитай вирусини мәғлуб қилиш үчүн тириштуқ, бәзиләр иҗтимаий мусапини сақлийалмиған йәрләрдә маска тақашниң вәтәнпәрвәрлик болидиғанлиқини тилға елишмақта, һечкиши мәндинму бәк вәтәнпәрвәр болалмайду, мән силәрниң әң йахши көридиған пирезидентңлар» деди.

америка ковид -19 йуқумида әң көп йуқумлиниш вә адәм өлүш вәқәси көрүлгән дөләткә айлинип қалғандин бери, трампниң йуқум башланғандин тартип йолға қойған сийасити талаш – тартиш қозғап кәлмәктә.

«карантин муддитиниң узартилмаслиқи» вә «иқтисадни тездин нормаллаштуруш» һәққидики кәскин байанатлири сәвәбидин бәзи наразилиқларға дуч келиватқан пирезидент трамп, қатнашқан йиғинларда маска тақашни йақтурмай кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر