америкада демократларниң маска тақаш нисбити җумһурийәтчиләрдин йуқири

дунйа миқйасида вухән вируси(Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 576 миң 285 тин, йуқумланғанлар сани 13 милйон 266 миң 196 дин вә саламәтлики йахшиланғанларниң сани 7 милйон 732 миң 863 тин ашти.

1454907
америкада демократларниң маска тақаш нисбити җумһурийәтчиләрдин йуқири

түркийә авази радийоси хәвири: һазирғичә вухән вируси сәвәбидин 138 миң 273 киши җенидин айрилған вә вабаниң мәркизигә айланған америкада, 3 милйон 480 миң 44 киши йуқумланди.

америкада вирусқа қарши турушта, маска тақайдиғанлар нисбитиниң, җумһурийәтчиләргә селиштурғанда, демократларниң икки һәссә артуқ икәнлики оттуриға чиқти.

галлуп (Gallup) тәтқиқат ширкитиниң мәлуматлириға асасланғанда, демократларни қоллиғанлар %94 и сиртқа чиққанда йаки адәттики вақитлардиму маска тақайдиғанлиқини билдүргән. бу нисбәт җумһурийәтчиләрдә болса, %46 болған.

америкада вабаниң қайтидин йуқири сәвийәгә чиқиши, һәр қайси иштатларни йеңи мәвсум үчүн синипта дәрс оқуш қарарлирини қайтидин көздин кәчүрүшкә йаки оқуш башлаш вақтини кечиктүрүшкә мәҗбур қилди.

биразилийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 72 миң 921 гә, йуқумланғанлар сани 1 милйон 887 миң 959 ға чиқти.

саламәтлик тәкшүрүштә йуқумланғанлиқи байқалған пирезидент болсонаро карантинға чидийалмиғанлиқини вә бүгүн (2020-йили 14-ийул) қайтидин тәкшүрүтүшни пилан қилғанлиқини ейтти.

мексикада вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 35 миң 491 гә, йуқумланғанлар сани 304 миң 435 кә чиқти.

италийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 13 киши җенидин айрилди. буниң билән, вирус сәвәбидин җәмий җенидин айрилғанлар сани 34 миң 967 гә чиқти. охшаш вақитта, 169 киши йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 13 миң 157 гә төвәнлиди.

италийәдә вабаниң әң еғир тәсиригә учриған ломбардийа (Lombardiya) районида, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң йеқин-йоруқлири қурған «әрз қилимиз» намлиқ гуруппа, бүгүн (2020-йили 14-ийул) йавропа комитети башлиқи урсула вон дерлейен (Ursulavon der Leyen) вә йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисиниң башлиқи роберт рангар спано (Ròbert Ragnar Spano) ға мәктуп әвәтип, ломбардийадики җинайәтни паш қилишқа қаритилған тәкшүрүшләрниң назарәт қилинишини тәләп қилди.

мәзкур гуруппа 2020-йили 10-ийун бергамо шәһиридики җумһурийәт баш тәптиш мәһкимисигә, тәхминән 50 җинайәт паш қилған иди.

фирансийәдә вухән вируси сәвәбидин йеқинқи үч күндә 25 киши җенидин айрилди. буниң билән, вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 30 миң 29 ға чиқти. йеқинқи 24 саәттә йуқумланғанлар сани 288 киши ешип 206 миң 192 гә чиқти.

бәзи дөләтләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм санлири төвәндикичә:

әнглийә 44 миң 830, испанийә 28 миң 406, перу 12 миң 54, белгийә 9 миң 787, германийә 9 миң 139, канада 8 миң 790, чили 7 миң 24, голландийә 6 миң 137, шиветсийә 5 миң 536, коломбийә 5 миң 455, аргентина 1 миң 903 вә еквадор 5 миң 63.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر