халилзад пакистанға тәшәккүр ейтти

американиң афғанистан алаһидә вәкили залмай халилзад пакистанға афғанистандики тоқунушларниң ахирлишиши үчүн көрсәткән тиришчанилиқлириға тәшәккүр ейтти.

1448265
халилзад пакистанға тәшәккүр ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: американиң исламабадтики әлчиханиси пакистанниң афғанистандики тоқунушларниң ахирлишиши үчүн көрситиватқан тиришчанлиқлири тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, алаһидә вәкил халилзадниң пакистан ташқи ишлар министири шаһ мәһмут қурәйши вә қуруқлуқ армийә қомандани қамар җавид баҗва билән афғанистандики тинчлиқ мусаписини музакирә қилиш үчүн исламабадта көрүшкәнлики қәйт қилинди.

байанатта, халилзадниң афғанистандики тинчлиқ мусаписиниң илгирилиши үчүн көрситиливатқан тиришчанлиқлар сәвәбидин пакистанға тәшәккүр ейтқанлиқи, тәрәпләрниң қалған мәсилиләрни тезликтә һәл қилишниң әһмийитини тәкитлигәнлики әскәртилди.

пакистан ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики байанатида, министир шаһ мәһмут қурәйшиниң музакирә һәйитиниң тәшкиллиниши вә афғанистанлиқлар ара тинчлиқ сөһбәтлиридә илгириләш һасил қилиш үчүн дөләтлик алий мурәссә кеңишиниң қурулғанлиқидин һес қилған мәмнунлуқини тилға алғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, қурәйшиниң афғанистанлиқлар ара учришишларниң алдини ечиш үчүн мәһбусларни қойуп беришниң пат арида ахирлишишини үмид қилидиғанлиқлирини әскәрткәнлики қәйт қилинди.

америка билән талибан оттурисида түзүлгән келишим рамкисида, түрмиләрдә йетиватқан талибанниң 5 миңдин артуқ әзасиниң қойуп берилиши, талибанниң болса, миңдин артуқ әсирни, афғанистанлиқлар ара музакирәләр башлиништин бурун қойуп бериши тәләп қилиниду.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر