йавропа парламенти: ириқчилиқ вә адаләтсизликкә қарши күчлүк тәдбирләр қоллинилиши лазим

йавропа парламенти ирқчилиқ, зораванлиқ вә адаләтсизликкә қарши күчлүк тәдбирләрниң қоллинилишиниң зөрүрлүкини билдүрди.

1439723
йавропа парламенти: ириқчилиқ вә адаләтсизликкә қарши күчлүк тәдбирләр қоллинилиши лазим

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа парламентиниң «вухән вируси» сәвәбидин белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған омумий кеңәш йиғинида, «җорҗ флойидниң қорқунчлуқ өлүми қаттиқ әйибләнгән қарар» 104 кә қарши 490 аваз билән қобул қилинди.

қарарда, дунйаниң һәрқайси җайлиридики флойидниңкигә охшиған өлүм һадисилириму әйиблинип мундақ дейилди: «җәмийәтлиримиздә ирқчилиқ вә ирқий айримчилиққа орун йоқтур. ирқчилиқ, зораванлиқ вә адаләтсизликкә қарши күчлүк тәдбирләр қоллинилиши лазим. америка қошма иштатлири вә дунйа миқйасида ирқчилиққа қарши туруш һәрикәтлири қизғин қоллашқа еришмәктә. қанун иҗра қилғучилар күч ишләтсә чоқум <тәңпуңлуқ асасида күч ишлитиш пиринсипи> ға әмәл қилиши, сақчиларниң зораванлиқи җазасиз қалмаслиқи шәрт.»

қарарда, йавропа иттипақи органлири вә әза дөләтләрниң илгири теги африқалиқ вә охшимиған етник милләтләргә қарши садир қилинған җинайәтләрниң рәсмий етирап қилиниши тоғрулуқ чақириқ қилинди.

ирқчилиққа қарши пүткүл саһәләрдә күрәш қилинишиниң йавропа иттипақиниң алдиқи қатарда туридиған муһим иши болуши лазимлиқи қәйт қилинған қарарда, йавропа иттипақи комитети тәрипидин 2008 – йили түзүлгән «ирқий айримчилиқниң алдини елишқа мунасивәтлик бәлгилимә» ниң дәрһал қобул қилинишиниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнлики тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر