америка санаторийәлиридә 50 миңдин артуқ киши ваба сәвәбидин өлгән

дунйада вухән вируси(Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 446 миң 193 тин, йуқумланғанлар сани 8 милйон 266 миң 476 дин вә саламәтлики йахшиланғанларниң сани 4 милйон 323 миң 375 тин ашти.

1437675
америка санаторийәлиридә 50 миңдин артуқ киши ваба сәвәбидин өлгән

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 119 миң 132 ға чиққан вә вабаниң мәркизигә айланған америкада, санаторийәләрдә 50 миңдин артуқ кишиниң вирус сәвәбидин җенидин айрилғанлиқи вә буниң җәмий җенидин айрилғанлар саниниң %40 ни игиләйдиғанлиқи билдүрүлди.

йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар санида 233 киши көпийип 41 миң 969 ға чиққан вә вабаниң йавропадики мәркизигә айланған әнглийәдә, йуқумланғанлар сани 1 миң 279 киши көпийип 298 миң 136 гә чиқти.

италийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 34 киши көпийип 34 миң 405 кә, йуқумланғанлар сани болса, 210 киши көпәйди.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәттә дохтурханиларда вухән вируси сәвәбидин 38 киши җенидин айрилди. йеқинқи бир һәптидә санаторийәләрдә 73 киши вирус сәвәбидин җенидин айрилди. вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 29 миң 547 гә чиққан бу дөләттә, бир күндә йуқумланғанлар сани 344 киши көпийип 195 миң 121 гә чиқти.

испанийә сәһийә министирлиқи йеқинқи бир һәптидә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар саниниң 25 болғанлиқини елан қилди. вирус сәвәбидин җәмий җенидин айрилғанлар сани 7-ийунда тохтитилған 27 миң 136 да қалди. буниңдин башқа, йеқинқи 24 саәттә йуқумланғанлар сани 76 киши көпийип 244 миң 328 гә чиққанлиқи билдүрүлди.

португалийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин икки киши җенидин айрилди вә җәмий сан 1 миң 522 гә чиқти. охшаш вақитта, йуқумланғанлар сани 300 киши көпийип 37 миң 336 гә чиқти.

бәзи дөләтләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм санлири төвәндикичә:

биразилийә 45 миң 456, мексика 18 миң 310, канада 8 миң 213, перу 7 миң 56, голландийә 6 миң 70, шиветсийә 4 миң 939 вә еквадор 3 миң 970.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر