филонис флойд акиси үчүн адаләт тәләп қилди

америкада сақчиларниң зораванлиқида җенидин айрилған қара тәнлик җорҗ флойдниң иниси филонис флойд (Philonise Floyd) конгрә әзалиридин иниси үчүн адаләтни күтүватқанлиқини ейтти.

1433895
филонис флойд акиси үчүн адаләт тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җорҗ флойдниң иниси филонис флойд америка авам палатаси адаләт комитети тәрипидин ечилған сақчиларниң зораванлиқиға мунасивәтлик йиғинға қатнашти. у йиғин башлиништин бурун наһайити тәсирлик сөз қилди вә акисиниң өлтүрүлүш җәрйанини видеодин көргәнликини, буниң өзигә қаттиқ тәсир қилғанлиқини билдүрди.

у акисиниң бир қанчә қетим йалвуруп өтүнгәнликини, бирақ көрмәскә селинғанлиқини әскәртип: «һазирниң өзидә мениң, аиләмниң вә дунйаниң нурғун җайлирида кочиларға чиққан кишиләрниң чақириқлириға қулақ селиңлар» деди.

у акисиниң 20 доллар үчүн өлтүрүлгәнликини билдүрүп, конгрә әзалиридин акиси вә ирқий айримчилиқ сәвәбидин сақчиларниң зораванлиқиға дучар болғанлар үчүн адаләт тәләп қилидиғанлиқини қәйт қилди.

46 йашлиқ җорҗ флойд 2020-йили 25-май миннеполиста сақчилар тәрипидин қоймичилиқ гумани билән тутулуш җәрйанида, бир сақчиниң узун вақитқичә тизи билән бойунини бесип туруши нәтиҗисидә җенидин айрилған иди. у бу җәрйанда, «нәпәс алалмайватимән» дәп йалвурған иди. җорҗ флойдниң өлүмигә мунасивәтлик видеолар, таратқуларда қаттиқ наразилиққа сәвәб болған иди.буниң билән, америкада қара тәнликләргә қарши сақчиларниң зораванлиқлири вә ирқий айримичилиқ муназирәлири қайта қозғалди. намайишлар америкадики миннеполистин дөләт миқйасиға вә йавропағичә кеңәйди.

буниңдин башқа, америкадики сақчи тәшкилатлирини ислаһ қилиш мәсилисиму күнтәртипкә кәлди вә бәзи районлардики сақчи идарилиридә йеңи бәлгилимиләр чиқирилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر