гиретсийәдә җорҗ флойд вәқәси мунасивити билән намайиш өткүзүлди

гиретсийәдә, америка қошма иштатлирида сақчиларниң муштумзорлуқи нәтиҗисидә җенидин айрилған қара тәнлик америкалиқ җорҗ флойд үчүн намайиш өткүзүлди.

1432793
гиретсийәдә җорҗ флойд вәқәси мунасивити билән намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийәдики асасий өктичи партийәниң чақириқиға асасән бир йәргә җәм болған йүзләрчә киши шоар товлап, американиң атинадики әлчиханисиға қарап йүриди.

әлчихана алдида америка пирезиденти доналд трампниң әркинлик һәйкилиниң боғузиға дәссәп туруватқан рәсими чүшүрүлгән наһайити чоң бир лозонкини ачқан намайишчилар, җорҗ флойд нәпәссиз қалған вақитқа ишарәт қилған һалда 8 минут 46 сикунт бойичә һөрмәт билдүрүп сүкүттә турди.

бир саәткә йеқин давамлашқан намайиш тинчлиқ билән ахирлашти.

американиң миннеаполис иштатида 25 майда йүз бәргән вәқәдә, әсли африқалиқ америка пуқраси җорҗ флойд назарәт астиға елиниш җәрйанидики «тиналмайватимән» дегән иңрашлириға қаримай, сақчиниң тизини бойниға қойуп бесишни давамлаштуруши нәтиҗисидә җенидин айрилғаниди.

вәқә, шу күндин буйан америка қошма иштатлириниң барлиқ шәһәрлиридә пат – пат зораванлиқ вәқәлиригә сәһнә болған намайишларниң йүз беришини кәлтүрүп чиқарди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر