җорҗ флойидниң җиназиси миннеполистин шималий каролинаға йөткәлди

америкада сақчиларниң зораванлиқи билән қаза қилған җорҗ флойид үчүн миннаваполистин кейин, униң туғулған йурти шималий каролинадиму иккинчи қетим җиназә мурасими өткүзүлди.

1430865
җорҗ флойидниң җиназиси миннеполистин шималий каролинаға йөткәлди

түркийә авази радийоси хәвири: җорҗ флойидни хатирилимәкчи болған туғқанлири вә миңлиған кишиләр әтигәндә җиназә мурасими үчүн реффорд шәһиридә топланди.

мурасим өткүзүлидиған черкав алдида узун өчрәт шәкилләнди, бирақ намайишқа рухсәт берилмиди.

җорҗ флойидниң җиназиси ахирида униң йурти тексасқа йоллиниду, дәпнә мурасими 9 - ийунда һостонда өткүзилиду.

бу арилиқта, флойидниң сақчиларниң зораванлиқи түпәйли җенидин айрилиши билән башланған вә пүтүн мәмликәткә тарқалған намайишларда, 34 иштатта 43 миңдин артуқ дөләт муһапизәтчилири вәзипигә тәйинләнди.

америка дөләт муһапизәтчилири оргининиң  тивиттер һесабида елан қилинған байанатта, «34 иштат вә вашингтонда, 43 миң 300 дин артуқ дөләт муһапизәтчилири давамлишиватқан ички малиманчилиққа қарши сақчиларға йардәм қилмақта» дейилди.

миннесота шитатида 25 – май күни йүз бәргән вәқәдә, әсли африқилиқ америка пуқраси җорҗ флойид назарәткә елиниш җәрйанида «нәпәс алалмайватимән» дәп варқиришиға қаримай сақчиниң бойниға басқан путини тартмиғанлиқи сәвәбидин қаза қилған иди.

бу вәқә шуниңдин кейин американиң һәрқайси шәһәрлиридә тоқунушларни кәлтүрүп чиқарған кәң көләмлик намайишларға сәвәб болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر