хитай ширкити вашингтонға наразилиқ билдүрди

американиң ембарго тизимликигә киргүзүлгән хитай ширкити вашингтон һөкүмитигә наразилиқ билдүрди.

1423374
хитай ширкити вашингтонға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң әң чоң вирусқа қарши йумтал ширкәтлиридин бири болған «360-чиху», твиттерда байанат елан қилип, америкаға наразилиқ билдүрди.

байанатта мундақ дейилди:

«америка ишларни сийасийлаштуруватиду. ‹360-чиху› мәсулийәтсизлик билән қилинған бу һәрикәткә, шундақла америка сода министирлиқиниң ишларни илмий вә технологийәлик җәһәттин тәтқиқ қилип, тәрәққий қилдуруш ишлирини сийасийлаштурушиға шиддәт билән қарши туриду.»

америка сода министирлиқи 2020-йили 22-майда хитайниң 24 оргинини американиң дөләт хәвпсизлики йаки ташқи сийасәт мәнпәәтлиригә уйғун болмиған паалийәтләрдә болғанлиқини сәвәб көрситип, ембарго тизимликигә киргүзгән иди.

мәзкур министирлиқ йәнә, хитайниң тоққуз оргинини уйғур түрклиригә йүргүзүлгән кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири сәвәбидин ембарго тизимликигә киргүзгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر