хитай хаккерларниң вирус тәтқиқати билән шуғуллиниватқан орунларға һуҗум қилғанлиқи илгири сүрүлди

вухән вируси (ковид – 19) йуқумини тәкшүрүватқан органларниң хитай хаккерлириниң һуҗумиға учриғанлиқи илгири сүрүлди.

1417028
хитай хаккерларниң вирус тәтқиқати билән шуғуллиниватқан орунларға һуҗум қилғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) вә дөләт бихәтәрлик министирлиқи, вухән вируси ваксиниси, давалаш вә синақ хизмәтлири билән шуғуллиниватқан тәтқиқат мәркәзлирини агаһландурди.

хитай һөкүмити билән мунасивити бар дәп қариливатқан хитай хаккерларниң вирус үстидә тәтқиқат елип бериватқан органларға һуҗум қилғанлиқи әскәртилгән агаһландурушта, америкадики органлардин учурлирини муһапизәт қилиш үчүн техиму күчлүк бихәтәрлик тәдбирлирини қоллиниш вә йошурун хәвпләргә қарита һошйар болуш тәләп қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر