һиндонезийәдә бир нефит тошуғучи парахотта партилаш йүз бәрди

һиндонезийәдә бир нефит тошуғучи парахотта йүз бәргән партилашта 22 хадим йаридар болди.

1415202
һиндонезийәдә бир нефит тошуғучи парахотта партилаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийәниң медан шәһиридики белаван парахот завутида бир нефит тошуғучи парахотта арқиму арқидин йүз бәргән партилаш нәтиҗисидә от апити мәйданға кәлди. вәқә әтигән сәһәрдә йүз бәрди.

«JAG LEELA» намлиқ афрамакис нефит тошуғучи парахотида йүғ бәргән партлашта 22 хадим йаридар болди.

партилаштин кейин от өчүрүш әтрити апәткә мудахилә қилди. вәқәгә даир тәкшүрүшләр башланди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر