африқада 50 милйонға йеқин адәмниң ачарчилиқ хәвпигә дуч келиш еһтимали барлиқи билдүрүлди

вухән вируси (ковид – 19) ниң иқтисад вә ишләпчиқиришқа көрсәткән сәлбий тәсири йүзисидин африқа дөләтлиридә 50 милйонға йеқин адәмниң ачарчилиқ хәвпигә дуч келиш еһтимали барлиқи тоғрисида агаһландурулди.

1403226
африқада 50 милйонға йеқин адәмниң ачарчилиқ хәвпигә дуч келиш еһтимали барлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизи әнглийәгә җайлашқан «балиларни қутқузувелиңлар фонди» билән 8 хәлқаралиқ иҗтимаий күчләр башқурушидики орган, ковид – 19 йуқуминиң африқа қитәсигә көрситидиған тәсири тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта, «ковид – 19 йуқуми ғәрбий африқада 17 милйон билән 50 милйон арисида адәмниң ашлиқ бихәтәрлики вә узуқлиниш йетәрсизлики хәвпигә дуч келишигә сәвәб болуши мумкин» дегән ибариләргә орун берилди.

ашлиқ бихәтәрликиниң капаләткә игә қилиниши вә хәвп астидики қатламларниң муһапизәт қилиниши керәклики тәкитләнгән байанатта, әксичә болғанда, ачлиқ вә ашлиқ йетәрсизликиниң давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта йәнә, ғәрбий африқа дөләтлиридә йеза игилик мәһсулатлириниң иқтисадқа зор төһпә қошидиғанлиқини, шуңа хусусән бу саһәдикиләрни қоллап – қуввәтләшкә чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر